You are currently viewing ҮЧинчи ҚЕтимлиҚ «МеҺРиъай ӘРкин Ана Тил Мукапати»ҒА Илтимас ҚИлиш Башланди

ҮЧинчи ҚЕтимлиҚ «МеҺРиъай ӘРкин Ана Тил Мукапати»ҒА Илтимас ҚИлиш Башланди

  • Post comments:0 Comments

Җаза лагерида җан үзгән меһриъай әркинниң йапонийәдә оқуш җәрйанида иштин сирт ана тил оқутуши билән мәшғул болуп пәрзәнтләрниң сөйгүси вә ата-аниларниң қоллишиға наъил болғанлиқини әсләш вә хитай җаза лагерлириға қамалған миңлиған ана тил оқутқучилириниң төһписини хатириләш, муһаҗирәттики Уйғур пәрзәнтләрдә ана тил сөйгүсини күчләндүрүш, ата-аниларниң ана тилға болған диққәт етибарини қозғаш, муһаҗирәттики ана тил оқутушини техиму қизғин, кәң вә изчил қанат йайдуруш үчүн, йапонийә Уйғур җәмъийити «меһриъай әркин ана тил мукапати» тәсис қилған иди. Үчинчи қетимлиқ «меһриъай әркин ана тил мукапати»ға илтимас қилиш 12-айниң 1-күни рәсмий башланди.

Мукапат икки түр бойичә тарқитилиду: биринчиси, бир нәпәр ана тил өгәткүчи, йәни муъәллимгә; иккинчиси, икки нәпәр ана тил өгәнгүчи, йәни башланғуч мәктәп йешидики балиларға.

Муъәллимгә қойулидиған тәләп: ана тил оқутушта 1) оқуғучиларниң алқишиға еришкән болуш; 2) йеңилиқ йаратқан болуш; 3) мустәқил дәрслик, мәшиқ вә өгитиш усули йаратқан болуш йаки шундақ усулларни өзләштүргән болуш; 4) оқутуш сүпити барғансери өскән болуш, оқуғучи сани изчил көпәйгән болуш.

Оқуғучиға қойулидиған тәләп: ана тилни изчил өгәнгән болуш, ана тил нәтиҗисини иҗтимаъий таратқулар, нәшр әпкарлар вә Уйғурчә сорунларда испатлиған болуш, Уйғурчә түрлүк мусабиқиләрдә нәтиҗә қазанған болуш, ана тил өгиништә тәшәббускар болған болуш, башқиларниң ана тил өгинишигә түрткә болған болуш.

Мукапатлаш усули: тәқдирнамә вә нәқ пул мукапат (муъәллимгә 100,000 йен, оқуғучиға 50,000 йен) берилиду.

Мукапатлайдиған орун: йапонийә Уйғур җәмъийити

Мукапат тарқитиш вақти: һәр йили меһриъайниң туғулған күни болған 23-феврал күни тарқитилиду (үчинчи қетимлиқ «меһриъай әркин ана тил мукапати» 2024-йили 23-феврал тарқитилиду).

Илтимас қилиш вақти: 2023-йили 12-айниң 1-күнидин 2024-йили 1-айниң 22-күнигичә.

Илтимас қилиш усули: тор бәтниң сол тәрәп үстидики «илтимас қилиң» дегән таллашни чекип илтимас қилиш бетигә кириң, андин «исим-фамилиси», «елхәт адреси», «тема», «илтимас қилмақчи болған түр» вә «мәзмун» қатарлиқларни толдуруп, мунасивәтлик һөҗҗәтләрни йүкләп «әвәтиш» кунупкисини бассиңиз болиду. Илтимас қилғанда һәр қайси дөләтләрдин ата-анилар вә ана тил мәктәплири, ана тил мәсъули, ана тил оқутқучилири илтимас қилғучи оқутқучи йаки оқуғучини тәвсийә қилип илтимас қилсиму болиду.

Алаһидә әскәртиш: илтимас қилғучиларниң шәхсий учурлири һәргиз ашкариланмайду, илтимас қилғучиларниң тизимлики торда елан қилинмайду, илтимас қилғучилар хатирҗәм илтимас қиливәрсә болиду.

جاۋاب يېزىش